Қирғизистан уйғурлири шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2020.11.13
ikki-jumhuriyet-qirghizistan-2.jpg Бишкәк шәһиридә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң уюштурған икки җумһурийәтни хатириләш йиғинидин көрүнүш. 2018-Йили 12-ноябир, бишкәк.
RFA/Féruze

12-Ноябир күни қирғизистан уйғурлири шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатирилиди. Бу паалийәтләр қирғизистанниң үч шәһиридә, йәни пайтәхт бишкәктә, чу вилайитидә, җалалабад шәһиридә вә ош шәһириниң қәшқәр қишлақ мәһәллисидә өткүзүлди.

Қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийәт байримини тәбрикләш мурасими қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити вә дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәт абдулбақийефниң һәмкарлиқида аламедин мәһәллисидә уюштурулди. Тәбрикләш мурасими розимуһәммәт әпәндиниң риясәтчиликидә елип берилди. Мәзкур мурасимда қирғизистан җумһурийәт марши билән шәрқий түркистан миллий марши орундалди, андин уйғур хәлқиниң азадлиқи йолида күрәш қилип қурбан болған шеһитларға вә хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ сияситидин қаза тапқан қериндашларға атап қуран тилавәт қилинди. Әпсуски, бу йиллиқ шәрқий түркистан җумһурийәт байрими мәзгилидә қирғизистан уйғурлири арисида шу йилларниң шаһити вә миллий армийә җәңчисидин пәқәтла бир киши, йәни аблимит бәкри әпәнди һаят қалған иди. 1960-Йилларда қирғизистанда өз дәвридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиға қатнашқан ғази-қәһриманлардин 200 артуқ киши болған иди.

Мурасим давамида “иттипақ” гезитиниң баш муһәррири, пәлсәпә пәнлириниң кондидат намзити әкбәрҗан бавудуноф доклат бәрди. У доклатида 1933-йили қәшқәр шәһиридә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән 1944-йили ғулҗа шәһиридә қурулған шәрқий түркистан җумһурийити тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.

“иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәроф ихтиярий сөзгә тәклип қилинип, бүгүнки күнләрдә муһаҗирәттики уйғурларниң һәрикәтлири нәтиҗисидә уйғур мәсилиси ғәрб әллиридә кәң тонулушқа башлиғанлиқи һәмдә көплигән әлләрниң уйғурларни қоллаватқанлиқини тилға алди. Радийомиз зияритини қобул қилған дилмурат әкбәроф бүгүнки күнләрдә уйғур мәсилисигә яшларниң актиплиқ билән киришиватқанлиқини тилға алди, шундақла 2021-йили келиватқан лондон сотида уйғурлар утуққа еришиду, дегән үмиди барлиқини билдүрди.

Мәзкур паалийәткә қатнашқан қара-балта шәһиридин кәлгән шаир мәһәмәтҗан ясин әпәнди узун вақиттин бери җамаәтчилик билән учришишқа пурсәт болмиғанлиқи, бу қетимлиқ икки җумһурийәт байримини нишанлаш паалийитигә алаһидә келип қатнашқанлиқини, шундақла вәтән азадлиқи йолида хизмәт қиливатқанларға утуқлар тиләйдиғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи паалийәткә йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди тор арқилиқ қатнашти. Д у қ рәисиниң чақириқлири йиғин қатнашқучилириға қаттиқ тәсир қилип, уларниң вәтәнпәрвәрлик роһини урғутти. Зияритимизни қобул қилған “иттипақ” җәмийити аяллар кеңишиниң рәиси турсунай ислам ханим пүтүн уйғурларни җумһурийәт күни билән тәбриклиди.

Мәлум болушичә, кейинки вақитларда қирғизистанда корона вируси сәвәбидин бихәтәрлик тәдбирлири йүргүзүлүп, “иттипақ” җәмийити бир қатар аммиви паалийәтлирини өткүзәлмәй кәлгән иди. Һазир қирғизистанда корона вируси юқуми қайтидин күчәймәктә. Шу сәвәбтин қирғизистан уйғурлири вирус юқумидин мудапиәлиниш үчүн барлиқ бәлгилимиләргә риайә қилған асаста шәрқий түркистан җумһурийәт байримини хатирилиди.

Җалалабад шәһиридә уйғур аяллар бир бирсигә тор арқилиқ тәбрик сөзлирини әвәтишти, әрлар болса мәсчиткә җәм болуп, шәрқий түркистан җумһурийәт байримини хатирилиди.

Қәшқәр қишлақ мәһәллисидики тәбрикләш паалийитигә ош вә қарасу шәһәрләрдики уйғур җамаитиниң актип әзалири қатнишип, җумһурийәт байримини тәбрикләшти, шундақла вәтән азадлиқи йолида қурбан болған шеһитларниң роһиға атап қуран тилавәт қилишти.

Ахирқи үч йил ичидә қирғизистанниң җәнубидики вилайәтләрдә яшаватқан уйғурларниң миллий еңи вә вәтәнпәрвәрлик роһи күчийип, уйғур хәлқиниң тарихидики зор вәқәләргә болған қизиқиши ашмақта. Улар қирғизистанда өзлириниң миллий кимликини сақлап қелиш үчүн һәр хил паалийәтләрни уюштуруп, уйғур дәвасиға актиплиқ билән аваз қошмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.