Қирғизистан уйғурлири җумһурийәтлик мәшрәптә уйғур дияриниң еғир вәзийитини тонуштурди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2022.09.14
Қирғизистан уйғурлири д у қ рәһбәрлири билән тор арқлиқ көрүшти вә икки җумһурийәт байримини хатирлиди 2021-Йили 21-ноябир күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә дуня уйғур қурултийиниң 7-нөвәтлик қурултийиниң роһини йәткүзүш чоң йиғини ечилди.
RFA/Feruza

Йеқинқи күнләрдә уйғур диярида, болупму ғулҗа шәһиридә 40 күндин ошуқ давам қиливатқан ковид чәклимисигә мунасивәтлик қамал қилиш түпәйлидин аһалиләрниң ачарчилиқта қалғанлиқи ашкариланғандин кейин, қирғизистан уйғурлири җумһурийәтлик мәшрәп уюштуруп, нөвәттики вәзийәтни тонуштурди.

9-Сентәбир күни қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитидики “новопоровка” җамаитиниң саһибханилиқида җумһурийәтлик мәшрәп өткүзүлди. Адәттә қирғизистандики мәшрәп тәртипи әнәниви уйғур мәшрәплириниң алаһидилики бойичә давам қилиду. Лекин бу қетимлиқ мәшрәп тәртипи бираз өзгәртилгән шәкилдә өткүзүлди. Зияритимизни қобул қилған “иттипақ” җәмийитиниң муавин рәиси әкбәрҗан бавудуноф “мәшрәп қаидилириниң өзгәртилгәнлики уйғур диярида йүз бәргән вәқәләргә мунасивәтлик” дәп әскәртти.

Мәшрәп уйғур хәлқиниң әнәниви коллектип көңүл ечиш вә мәдәнийәт паалийитидур. Адәттә уйғурлар мәшрәптин ибарәт аммиви сорун арқилиқ яш әвладларни роһий вә әхлақий җәһәттин тәрбийәләйду, уларға җамаәт қаидә-йосунлирини өгитиду. Мәшрәп йәнә миллий әнәниләрни сақлаш вә раваҗландурушта муһим рол ойнайду. Қирғизистан уйғурлири мәшрәптин пайдилинип җамаәткә или вилайитидики вәзийитини тәпсилий аңлитип, уйғур диярида азаб чекиватқан қериндашлириға һесдашлиқ қилишқа чақирди. Мәзкур мәшрәпкә қатнашқан новопокрова җамаитиниң әзаси исмаил әнсароф зияритимизни қобул қилип бу мәшрәптә ғулҗа шәһиридә давам қиливатқан ачарчилиқ тоғрисида мәлуматлар сунулғанлиқини тилға алди.

Исмаил әнсәроф йәнә “мәшрәп пәқәтла оюн-тамаша әмәс, бәлки уйғур яшлириға тәлим-тәрбийәни күчәйтидиған, әхлақий бир йиғин” дәп тәкитлиди.

Хитай һакимийитиниң корона вирусиға қарши карантин тәдбири баһаниси билән уйғур районидики аһалиләрни өйлиригә қамап, уларни ачарчилиқ кризисиға дучар қиливатқанлиқи, бәзи кишиләрниң ачарчилиқ вә башқа сәвәбләр түпәйлидин өлгәнликигә аит хәвәрләр изчил һалда иҗтимаий алақә васитилиридә тарқалмақта. Бу хәвәрләр муһаҗирәттики уйғурларни техиму чоңқур қайғуға чүшүрмәктә. Шу қайғулуқ бир пәйттә мәшрәп ойнаш түптин хата дегән пикирләр қирғизистан уйғурлири арисида оттуриға чиққан. Лекин, бу қарашларға қаримай өткүзүлгән мәшрәп мәзмун җәһәттин уйғур елидики уйғур хәлқиниң бешиға кәлгән зулумни вә нөвәттики қийин мәсилиләрни аңлитиш, чүшәндүрүш усули билән өткүзүлгән. Лекин, зияритимизни қобул қилған “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәроф бу һәқтә өз пикирлири билән ортақлишип, җумһурийәтлик мәшрәп шәрқий түркистандики қериндашлирини үмидсиз қалдуруши еһтималлиқи барлиқини тәкитләп өтти.

Мәлумки 1997-йили ғулҗа шәһиридә “или мәшрипини” сақлап қелиш үчүн мәшрәп тәшкиллигән яшлар җазалашқа вә уларниң мәшрәп паалийәтлири чәкләшкә учриғаниди. 1997-Йилидики 5-феврал намайиши бастурулуш билән биргә мәшрәп тәшкиллигүчи яшлардин абдухелил меҗит қатарлиқлар өлүм җазасиға һөкүм қилинғаниди. Шу тарихий вәқәләргә асаслинип қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити иҗраийә комитети вә ақсақаллар комитети мәслиһәтлишип, мәшрәп өткүзүшни давам қилишни қарар қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.