Қирғизистан уйғурлири д у қ ниң паалийәтлирини актип қоллимақта

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2021.10.26
ittipaq-geziti-qirghizistan-3.jpg “иттипақ” гезитиниң баш муһәррири әкбәрҗан баудуноф гөдәкләр билән. 2019-Йили декабир, бишкәк.
RFA/Féruze

Қирғизистан қазақистандин қалсила оттура асиядики уйғурлар бир қәдәр көп вә зич олтурақлашқан мәмликәт. Сабиқ совет иттипақи йимирилгәндин кейин уйғурлар өзлириниң миллий кимликини сақлап қелиш үчүн өзигә хас тәшкилатларни қуруп өзлириниң миллий дәвасини қилишқа башлиди.

Қирғизистан уйғурлири уйғурларниң өз вәтинидики нөвәттики еғир сиясий вәзийити, милйондин артуқ уйғурниң лагерларға солиниши, көплигән зиялийлар, мәдәнийәт әрбаблири, язғучи-шаирларниң түрмиләргә ташлиниши, уйғурларниң хитай карханилирида мәҗбурий вә әрзан әмгәккә селиниши, уйғур тили вә мәдәнийитиниң чәклиниши қатарлиқ мәсилиләрдә изчил өз наразилиқлирини ипадиләп һәр хил паалийәтләрни уюштуруп кәлмәктә. Қирғизистан уйғурлири бдуня уйғур қурултийи билән йеқин һәмкарлиққа вә уни қоллашқа алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Игилишимизчә, қирғизистан уйғурлири дуня уйғур қурултийиниң 11-айда ечилидиған қурултийиғиму алаһидә әһмийәт берип, қурултайниң мувәппәқийәтлик ечилишини күтмәктә.

2004-Йилдин тартип қирғизистан уйғурлириниң дуня уйғур қурултийиниң чақириқлириға аваз қошуп, униң паалийәтлирини изчил қоллап вә йиғинлириға қатнишишни давамлаштуруп келиватқанлиқи мәлум.

Зияритимизни қобул қилған қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң вәкиллиридин бири, “иттипақ” гезитиниң муһәррири әкбәрҗан бавдуноф қирғизистан уйғурлириниң дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини актип қоллап келиватқанлиқини билдүрди.

Әкбәрҗан әпәнди д у қ елан қилған 1-өктәбир матәм күнини “иттипақ” җәмийити һәр йили наразилиқ билдүрүш шәклидә өткүзүп келиватқанлиқини сөзләп өтти.

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң тәшәббуси вә тәшкиллиши билән қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһири вә униң әтраплирида уйғур тарихидики муһим вәқәләр вә күнләрни хатириләш паалийәтлири изчил уюштурулуп келиниватқан болуп, бу йил 1-өктәбир күниму дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән бишкәк шәһиридә наразилиқ паалийити өткүзүлгәниди. Паалийәт давамида әкбәрҗан бавдуноф 1-өктәбиргә мунасивәтлик уйғур тарихий қисмәтлири һәққидә доклат бәргән болуп, у доклатида 1949-йили уйғур дияри хитай коммунист һөкүмити тәрипидин ишғал қилинғанлиқи, шундақла уйғур хәлқи вә башқа түркий милләтләр үстидин йүргүзүлүватқан бесим сиясити тоғрисида тәпсилий мәлумат бәргәниди.

1-Өктәбир наразилиқ паалийитигә қатнашқан вә шуниңдәк башқа һәр хил паалийәтләрдә актип қатнишип келиватқан “иттипақ” җәмийити аяллар кеңишиниң рәиси турсунай ислам зияритимизни қобул қилип, қирғизистан уйғурлириниң қанчилик мүмкинчилики болса толуқ қоллинип, уйғур давасини һармай аңлитидиғанлиқини тәкитлиди.

1991-Йили сабиқ совет иттипақи йимирилип оттура асия мәмликәтлири арқа-арқидин өз мустәқиллиқини җакарлиди. Бу җәрянда қирғизистандики уйғурларму өзлириниң аммиви җәмийәтлирини қурушқа киришти. Әнә шу чағлардин башлап һәрикәт қиливатқан “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәроф зияритимизни қобул қилип, оттура асия дөләтлириниң мустәқил болуши уйғурлар үчүн күчлүк ойғиниш болғанлиқини вә шуниңдин кейин уйғурларниң өз паалийәтлирини барғансери күчәйтип, д у қ билән бир сәптә туруп кәлгәнликини тәкитләп, буниңдин кейинму д у қ билән бир сәптә турушни тәвсийә қилди

Рәсмий мәлуматларға асасланғанда қирғизистанда 60 миң әтрапида уйғур аһалиси яшайду. Әмәлийәттә болса болса уйғурлар өзлириниң санини бир һәссә көп дейишмәктә. Буниң сәвәби, 1930-йиллири сталинниң тәқибләш сиясити пәйитлиридә уйғурлар өзлирини қирғиз яки өзбек дәп тизимлитишқа мәҗбур болушқан. Бүгүнки күнләрдә, бәзи “йәрлик” дәп аталған уйғурлар өзлириниң әвладлирини қайтидин “уйғур” дәп тизимлитишқа башлиди. 1960-1955Йилларда көп сандики уйғурлар уйғур дияридин қирғизистанға көчүп келип йәрләшкәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.