Қирғизистанда өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт фестивалида уйғур миллий әнәнилири йеңидин җанландурулди
2024.08.23
17-Авғусттин 20-авғустқичә қирғизистанниң иссиқ көл вилайитиниң тон йезисида уйғур мәдәнийәт фестивали өткүзүлди. Фестивал җәрянида уйғур миллий әнәнилири йеңидин җанландурулди. Фестивал қатнашқучилири үчүн қапақ безәш сәнити вә уйғур миллий уссуллири көрситилди шуниңдәк йәнә шеирийәт кечилики өткүзүлди.
“ирпан фест” дәп аталған мәзкур фестивал давамида фестивал қатнашқучилири тоқмақ шәһири йенидики қараханийлар сулалиси дәвридә қурулған бурана дәп аталған мунарни зиярәт қилди. Зиярәт давамида қатнашқучиларға қараханийлар сулалиси тарихи қисқичә тонуштурулди.
Мәзкур фестивалға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили гулбану бақийева ханим, зияритимизни қобул қилип қәдимий маканларни зиярәт қилиш вә мәзкур фестивалдин алған тәсиратлири һәққидә тохталди.
Шуни тәкитләп өтүш керәкки, мәзкур фестивалға пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки йәнә рус вә татар милләтлириниң вәкиллириму қатнашти. Улар өзбекистандин кәлгән болуп, улар уйғур мәдәнийитигә бәк қизиқидиғанлиқини ейтишти шуниңдәк уйғур диярида давамлиқ йүргүзүлүватқан зулум сияситидин хәвәрдар болғанлиқлирини билдүрүшти.
“ирпан фест” фестивал давамида уюштурулған қапақ безәш паалийити кишиләрни бәк җәлп қилди. Чүнки бу маһарәтләрни көрсәткәнләрниң бири 10 яшлиқ әлвина мәсимҗанова иди. Әлвина зияритимизни қобул қилип, қапақ безәшни бовиси өгәткәнликини вә өзиниң түрлүк дәриҗидики көргәзмиләргә қатнашқанлиқини билдүрди.
Өзбекистандин кәлгән фестивал вәкили дилхумар ханим радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур қапақ безәш маһаритидин алған һессиятлирини баян қилди.
Уйғур мәдәнийәт фестивали давамида өзбекистан вә қазақистандин кәлгән фирузә вә муқәддәс ханимлар фестивалға қатнашқан ханим-қизлар үчүн уйғур миллий уссул маһарәтлирини көрсәтти. Қазақистандин кәлгән “достлуқ” миллий музика ансамбили болса йигитләр үчүн сама уссул орундап уларға бу уссулни ойнашни өгәтти.
Фестивал давамидики муһим паалийәтләрниң бири шеирийәт кечиликидур. Мурасимда қазақистан вә өзбекистандин кәлгән шаирлар өз шеирлирини декламатсийә қилишти, һәм “дил саз”, “достлуқ”, “яшлар авази”, “әлнура” қатарлиқ сәнәт иҗадий гуруппилири өзлириниң сазлири вә нахшилирини яңритишти.
Қазақистандики байсейит йезисидин кәлгән фестивал вәкили гүләрбуви баратова ханим зияритимизни қобул қилип фестивалниң пирограммиси һәққидә алаһидә тохталди. .
20-Авғуст “ирпан фест” мәдәнийәт фестивали тәнтәнилик ахирлашти. Фестивал қатнашқучилириға тәшкилий һәйәт тәрипидин түрлүк хатирә совғатлири тапшурулди. Вәкилләрму бир-биригә совғатлар тәқдим қилип тәшкилий һәйәткә өз миннәтдарлиқлирини билдүрүшти. Мәзкур фестивалға қатнашқан “чевәр қол” уюшмисиниң әзаси санийәм ханим зияритимизни қобул қилип фестивал әһли билән қериндашлиқ орнатқанлиқини тәкитлиди.
“ирпан фест” фестивалиниң рәсмий йепилиш мурасимида нурғун нутуқлар сөзләнди. Фестивал қатнашқучилириму өзлириниң миннәтдарлиқлирини билдүрүшти, фестивал әһли, болупму башқа милләт вәкиллири аңлисун дәп лутпулла мутәллипниң шеирлирини гүлбостан велямова ханим декламатсийә қилди.
Мәзкур уйғур мәдәнийәт фестивали биринчи қетип уюштурулған болуп, бу, нурғун иҗабий инкасларға еришти. “ирпан” уйғур тәрәққият программилирини қоллаш фондиниң муавин рәиси юнусҗан илахуноф радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур фестивалниң өз мәқсәтлиригә еришкәнликини тәкитләп, буни келәрки йили техиму кеңәйтилидиғанлиқини тилға алди.
Қирғизистан оттура асиядики уйғурлар бир қәдәр көп җайлашқан мәмликәт. У, уйғур дияри вә қазақистандин қалсила, уйғурлар көп олтурақлашқан бир мәмликәт дәп қаралмақта. Рәсмий мәлуматларға асасланғанда қирғизистанда 60 миң әтрапида уйғур аһалиси яшайду. Лекин, ғәйрий рәсмий мәлуматлар, болупму уйғурларниң өзлириниң учурлири бойичә алғанда бу дөләттики уйғурларниң сани рәсмий мәлуматлардин хелила көп, болупму җәнубтики ош вә җалал-абад вилайәтлиридики зор сандики уйғурлар өзлирини өзбек дәп яздурған әһваллар көрүлгән. Лекин, бишкәк, чуй вилайити, қарарқол шәһири әтрапидики уйғурлар өзлириниң тили вә өрп-адәтлирини хели яхши сақлиған. Болупму йеқинқи йиллардин буян уйғур мәдәнийитини қоғдаш, уйғур тилини йеңи әвладларға өгитиш ишлири күчәймәктә. Қирғизистан һөкүмитиму бу ишларни алаһидә қоллимақта.