Бүгүн дуняниң һәр қайси җайлирида 4 - ийон вәқәси хатириләнди
Мухбиримиз вәли
2009.06.03
2009.06.03
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, лондонда һәтта әнгилийилик журналистларму гүл көтүрүп төтинчи ийонни хатириләш паалийити өткүзди. Парижда чегрисиз мухбирлар тәшкилати төтинчи ийон вәқәсини әсләп, хитай һөкүмитиниң хәлқниң пикир әркинликини боғидиған сиясәтлиригә наразилиқ билдүрди.
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай һөкүмити тйәнәнмен мәйдани районини интайин қаттиқ контрол қилди. Чәтәлллик мухбирларниң бу даиригә киришини чәклиди. Хитайниң чегра қоғдиғучилири макавда, 4 - ийон һәрикити йетәкчилириниң бири болған өркәш дөләтниң уруқ - туғқанлирини йоқлаш тәлипини рәт қилди. Төтинчи ийон һәрикити йетәкчилириниң бири болған шаң шавҗиниму, хитайниң чегра қоғдиғучилири хоңкоңда чегридин киргүзмиди.
Әмма хитайда интернет әһли, хитай һөкүмитиниң торларни қаттиқ тосувелишға қарита хилму - хил чарилар билән тақабил туруп, өзлириниң ғәзәп - нәпритини ипадиләшкә тиришти.