Үрүмчигә қонушқа рухсәт қилинмиған афғанистан айропиланида бомба тәһдити садир болмиған

Үрүмчигә қонушқа рухсәт қилинмиған афғанистан "кам һава йоллири" айропиланида бомба тәһдити садир болмиған.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.10

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қәндиһар айродроми мәмурий ишлар мудири насирхан, айропиланда бомба тәһдити көрүлмигәнлики, әксичә айропиланниң техникилиқ кашила түпәйли үрүмчигә қонушқа рухсәт қилинмиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә нәқил қилинишичә, насирхан бу һәқтә тохтилип: "бомба тәһдити вә айропилан булаш вәқәсиму садир болғини йоқ" дегән.

Хитайниң шинхуа ахбарати йәкшәнбә күни, кабулдин үрүмчигә қарап йолға чиққан бир йолучилар айропиланида бомба тәһдити садир болғанлиқи, шу түпәйли айропиланниң үрүмчидә қонушиға рухсәт қилинмай афғанистанға қайтурулғанлиқини хәвәр қилған иди.

Бир нәпәр "кам һава йоллири" ширкити вәкилиниң франсийә агентлиқиға билдүрүшичә, қайтип кәлгән айропилан қәндиһар айродромиға қонған. У " бәзи мәсилиләр түпәйли айропиланниң үрүмчигә қоналмиғанлиқи" ни билдүргән болсиму, әммә бу һәқтә тәпсилий тохталмиған.

Мәлум болушичә,тунҗи қетим йолға чиққан "кам һава йоллири" ширкитигә тәвә бу йолучилар айропилани афғанистанға қайтуруп келингәндин кейин, кабул айродромиға әмәс, бәлки қәндиһар айродромиға қонған.
Хәвәрләргә қариғанда, бу йолучилар айропилани бүгүн йәнә үрүмчигә қарап учқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.