Акмәл шәйхниң аилиси баянат елан қилип, хитайниң 'адалити'ни шиддәтлик тәнқид қилди

Хитай һөкүмити өлүм җазаси берип сәйшәнбә күни үрүмчидә иҗира қилған һинди қан сестимисидики әнгилийилик акмәл шәйхниң аилиси чаршәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилириниң мәзкур дилони бир тәрәп қилиш җәрянидики тәкәббурлуқи вә йоғанчилиқини шиддәтлик тәнқид қилди.
Мухбиримиз әркин
2009.12.31

Баянатта, акмәлниң аилиси униңға өлүм җазаси берилмәслики керәк, дәп қарайдиғанлиқини, чүнки униңда роһи кесәллик барлиқини билдүргән.

Акмәл шәйхниң өлүм җазаси сәйшәнбә күни үрүмчидә иҗра қилинип, униң җәсити шу йәргә дәпнә қилинған иди. Өлүм җазаси иҗира қилиништин бурун униң икки нәврә туққини үрүмчигә йетип берип, акмәлни ахирқи қетим зиярәт қилған. Акмәлниң үрүмчигә барған нәврә туққанлиридин насир шәйхниң билдүрүшичә, улар 2007 ‏- йилдин бери хитай даирилиридин акмәлниң роһи кесәллик әһвалиға қайта диагноз қоюшни тәләп қилип, униң кесәллик әһвалиға даир учурлар билән тәминлигән болсиму, лекин сот мәһкимиси униңға қайта диагноз қоюшни рәт қилған.

Акмәлниң аилисидикиләр, хитай сот мәһкимилириниң дилони худди еликтир кунупкисини башқурғанға охшаш бир тәрәп қилидиғанлиқини, сотчиларниң өз нөвитидә йәнә тиббий мутәхәссисләрниң ролини ойниялайдиғанлиқини билдүргән.

Насир шәйх, акмәлгә өлүм җазасиниң қарарлаштурулғанлиқини өзлиригә уқтурғанлиқини, хитай өлүм җазасиниң қарарлаштурулғанлиқини акмәлгә уқтурудиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин өзлириниң үрүмчигә келип акмәл билән көрүшкәндә, униң өлүм җазаси қарарлаштурулғанлиқидин хәвири йоқлуқини, бу шәйх аилисидикиләргә наһайити еғир кәлгәнликини тәкитлигән.

Бу дилоға әнгилийә һөкүмити арилашқан болсиму, лекин хитай әнгилийә баш министири гордон бровен вә ташқи ишлар министири левисниң өлүм җазасини тохтитиш тоғрисидики илтимасиға писәнт қилмиған иди. Әнгилийә ташқи ишлар министири левис, акмәлниң өлүм җазасини" кишилик һоқуқниң әң асасий принсипиға хилап" дәп тәнқид қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.