Америка хитай тор бузарлириниң һуҗумиға кәскин тәдбир қоллиниду
2013.02.01
“ню-йорк вақит гезити” вә “вал стрит журнал гезити” ниң пәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, бу икки гезитниң тори хитай тор бузарлириниң һуҗумиға учриған. “ню-йорк вақит гезити” йеқинда хитай баш министири вен җябав аилисиниң 2 милярд 700 милйон долларлиқ мал-мүлки барлиқини хәвәр қилған. “ню-йорк вақит гезити” хитай тор һуҗуминиң һәрбий тәрәп билән алақидар икәнликини илгири сүргән.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, икки сабиқ америка әмәлдари һөкүмәтниң истихбарат доклати тәйярлаватқанлиқи, доклатта хитайниң тор һуҗуми һәққидә тәпсилий тохтилидиғанлиқини билдүргән.
Америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон ханим мухбирларни зияритини қобул қилип,: хитай бизниң торлиримизни бузушқа урунуватқан бирдин-бир дөләр болсиму, бирақ биз хитайға шуни ениқ ейтип қоюшимиз керәк. Америка тәдбир қоллинип, һөкүмәт торлирини қоғдап қалмай, хусуси карханиларниму бу хил қанунсиз қилмишлардин қоғдайду дегән.
Америка һөкүмитиниң қандақ кәскин тәдбир қоллинидиғанлиқи мәлум әмәс. Лекин америка дөләт мудапиә министирлиқи йеқинда тор мудапиә қисимлирини көпәйтидиғанлиқини елан қилған. Хитай һөкүмити тор һуҗумини изчил рәт қилип кәлди. Хитай дөләт мудапиә министирлиқи “ню-йорк вақит гезити” ниң ториға һуҗум қилиш вәқәсидә һәрбий тәрәпниң қоли барлиқини “асассиз” дәп рәт қилған.