Америка, хитайдин һәрбий тәрәққиятта ашкарилиқни йәнә бир қетим тәләп қилди

Америка йиллардин бери, хитайдин һәрбий ишлардики хупияниликкә хатимә беришни изчил тәләп қилип кәлгән. Буниң билән хитай 2007 ‏- йилдин башлап, б д т ға өзиниң йиллиқ һәрбий хираҗитини доклат қилишқа башлиған вә һәр қетимлиқ һәрбий маневириға башқа дөләтләрни көзәткүчиликкә тәклип қилған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.08.17

Пәнтаганниң түнүгүнки йиллиқ доклатида, хитайниң һәрбий тәрәққиятидики ашкарилиқ дәриҗисидә бәлгилик илгириләшләр болғанлиқини, лекин буниң техи йетәрлик дәриҗидә әмәсликини билдүргән. Доклатта, әгәр ашкарилиқ тәләпкә йәтмисә, икки тәрәп һәрбий саһәсидә өз ‏- ара уқушмаслиқ вә хата һөкүм чиқирип қелиш еһтималлиқини билдүрүп агаһландурған.

Бүгүн тәйвән дөләт мудапиә ишлириниң баянатчисиму сөз қилип, гәрчә ма йиңҗу, хитай билән мунасивәтни яхшилаш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилиш нийитидин техи янмиғанлиқини вә америкидин тәйвәнгә F - 16 қатарлиқ илғар типтики һәрбий қоралларни сетивелиш арқилиқ, тәйвәнниң мудапиә күчини ашуруш керәкликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.