Америка дөләт мәҗлиси хитайға пул қиммити мәсилисидә җаза қоллинидиған қанун лайиһиси мақуллиди

Америка дөләт мәҗлиси хитайға хәлқ пулиниң қиммитини өзгәртиш һәққидә бесим ишлитидиған қанун лайиһисини мақуллиди. Қанун лайиһиси президент обама тәрипидин имзаланғандин кейин, рәсмий йолға қоюлидикән. Қанун йолға қоюлған тәқдирдә америкиға импорт қилинған хитай маллириға җаза характерлик чегра беҗи қоюлидикән.
Мухбиримиз ирадә
2010.09.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Б б с ниң хәвәр қилишичә, америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай һөкүмитиниң хәлқ пулиниң қиммитини қәстән төвән тутуш арқилиқ адаләтсиз сода муһити шәкилләндүргәнликини, америкиниң өз санаитини қоғдаш үчүн буниңға қарши тәдбир елиши керәкликини илгири сүрүп, мәзкур қанун лайиһисини мақуллиған.

Хитай хәлқ пулиниң обороттики қиммитиниң төвән болуш мәсилиси, узундин буян америка - хитай арисида ихтилап пәйда қилип келиватқан иди.

Бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү бу һәқтә баянат берип, әгәр мәзкур қанун йолға қоюлса , буниң икки дөләт мунасивитигә, шундақла дуня иқтисадиниң яхшилинишиға әкс тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.