Америкида хитай җасуслири сотқа тартилмақта
Мухбиримиз вәли
2009.06.03
2009.06.03
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, адвокат крег стаплесниң әйиблишичә, бойин айропилан ширкитидә айропилан сәплимилириниң чидашлиқ бериш күчини тәтқиқ қиливатқан бу 73 яшлиқ җуң дуңфән, 1970 - йиллирида америка пуқралиқиға қобул қилиниғандин кейинла хитайға җасуслуқ қилишқа башлиған. У раквел ширкитиниң сәзгүр техника һөҗҗәтлиридин 250 миң бәтни оғрилап хитайға йоллап бәргән. Буниң ичидә америка айропиланлириниң йөнүлүш бәлгиләш антина сестимиси, аләм айропилани вә делта 5 бәлгилик ракитаға даир мәхпийәтликләр бар иди.
Америка авазиниң баян қилишичә, җуң дуңфән 2008 - йили америка тәкшүрүш идариси тәрипидин иқтисадий җасуслуқ, җасусларға ширик болуш, хитайға агент болуш, америка қанун хадимлириға ялған испатлиқ берип қануний рәсмийәтләргә дәхли қилиш қатарлиқ 8 хил җинайәт билән әйиблинип қолға елинған иди.