Америкидики уйғурлар қурбан һейтни күтүвалди
Мухбиримиз үмүдвар
2009.11.29
2009.11.29
Бу паалийәткә саһибханлиқ қилған орунлар америка уйғурлири җәмийити билән хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш фонди болуп, паалийәткә уйғурлар өзлири өйлиридә тәйярлап кәлгән түрлүк йемәкликлирини, елип келип, еғиз тегишти вә бир - бириниң қурбан һейтини қизғин тәбрикләшти.
Бу йилқи қурбан һейти, 5 - июл вәқәси болуп тәхминән 4 айдин артуқ вақит өткәнгә тоғра кәлгән болуп, паалийәткә кәлгән уйғурлар хитай даирилириниң телефон вә интәрнәт алақилирини үзүветиши түпәйлидин бу йил өзлириниң вәтинидики ата - анилири вә уруғ - туғқанлири билән телефон арқилиқ сөзлишип, уларниң қурбан һейтини тәбрикләш мумкинчиликидин мәһрум қалғанлиқидин әпсусланғанлиқи вә ғәзәпләнгәнликини ипадә қилишти.
Америкидики уйғурлар қурбан һейти мәзгилидә өзара һейтлаш вә өзара тәбрикләш паалийәтлирини давамлаштурмақта.