Хитайдики “кичик императорлар” ниң риқабәт еңи төвәнлики вә чүшкүнлүки оттуриға чиқти
2013.01.10
Тәтқиқат нәтиҗилиридә ейтилишичә, хитайдики бир пәрзәнтлик түзүм йолға қоюлғандин кейин туғулған балиларда башқиларға ишиниш туйғуси кәмчил, риқабәт еңи төвән, чүшкүн болуш вә әстайидил болмаслиқтәк әһваллар илгирики әвладларға қариғанда көрүнәрлик һалда еғир икән.
Австралийидики пән-техника журнилида ейтилишичә, бу хил нәтиҗә ялғуз пәрзәнт болған бу балиларниң ата-ана, бова-момилири тәрипидин һәддидин зиядә әтиварлинишиға охшаш бир қатар амиллар билән мунасивәтлик болуп, тәтқиқатчилар уларни кичик императорлар дәп атиған.
Хитайдики бир пәрзәнт түзүми узундин буян талаш-тартиш яритип келиватқан бир мәсилә. Көзәткүчиләр уни хитайдики әр-аял нопус тәңпуңлуқиниң бузулуши вә нопусниң қеришидәк муһим иҗтимаий мәсилиләрниң йилтизи дәп қарайду. Әмма тәтқиқат нәтиҗилири бир пәрзәнт түзүминиң сәлбий тәсирлириниң пәқәт юқиридики биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини көрситип бәргән болуп, тәтқиқатчилар әгәр буниңға вақтида тәдбир елинмиған тәқдирдә хитайда зор сиясий вә иҗтимаий ақивәтләрни пәйда қилидиғанлиқини агаһландурған.