Хитай уйғур елидә әмдиликтә бөриләргә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлимақчи
2012.02.27
Хәвәрдә баян қилинишичә, йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң санҗи қатарлиқ җайлиридики бир қисим яйлақлирида бөриләрниң қой-қозиларни йәп қоюш һадисиси барғансери көпийип кәткән. Буниң билән чарвичилар һәм иқтисадий, һәм бихәтәрлик җәһәттин тәһдиткә дуч кәлгән.
Йеқинда хитайниң санҗи областлиқ сақчи идариси, бир түркүм чегра мудапиә сақчилирини әтраптики яйлақларға әвәтип бөриләрниң әһвалини көзәткән.
Хәвәрдә билдүрүшичә, бу йил қиш кириш билән бир түркүм хитай қораллиқ әскәрлири бәзи чарвичиларни нәқ мәйданда қораллиқ муһапизәт қилған. Бөрә апитиниң зиянкәшлики һәққидики тәкшүрүш-тәтқиқат нәтиҗилири тоғрисидиму тәпсилий мәлуматлар берилгән вә бөриләргә тақабил турушниң әһмийити тәкитләнгән.
Хәвәрдә “бөриләргә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” дегән бир нам тилға елинмиған болсиму, хитай сақчилириниң нәқ мәйдандики көрүнүшлири, бөриләргә тақабил туруш һәққидики тәшәббус вә чақириқлар, пат йеқинда мушундақ бир һәрикәтниң давам қилидиғанлиқидин бешарәт бәрмәктә.