Хитайдин бу йил 12 миң 700 киши һәҗигә баридикән
Мухбиримиз ирадә
2009.10.29
2009.10.29
Хитай даирилири бу йил һаҗи намзатлириниң һәммисигә чошқа зукамиға қарши ваксина әмләйдиғанлиқини, һазирғичә ниңшиялиқ 2 миңдин артуқ һаҗи намзатлириға ваксина әмләнгәнликини баян қилди. Әмма шинхуа агентлиқиниң хәвиридә бу йил һәҗигә баридиған намзатларниң қайси милләтләрдин тәркип тапқанлиқи вә уларниң сани ениқ тилға елинмиған.
Радиомизға кәлгән учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити һазир уйғурларниң һәҗ тавап ишлирини қаттиқ қейинлаштуруватқан болуп, улар тарқақ һәҗ қилишни пүтүнләй чәкләш үчүн биринчиси кәнт комитети өткили, иккинчиси йеза - базарлиқ сақчиханиларниң сиясий җәһәттин тәкшүрүш өткили, үчинчиси йеза - базар рәһбәрлири тәстиқлаш өткилидин ибарәт "үч өткәл" ни чиң тутуш бойичә иш көрүватқан, уйғурлар бу өткәлләрдин миң бир мушәққәттә өтүп паспортини алған тәқдирдиму, һөкүмәт тәшкиллигән һәҗ өмәклиригә тизимлаш һәққи һәмдә төләйдиған һәҗ расхоти 30 миң йүәндин ешип кетидиған болғачқа, түгимәс қийин рәсмийәтләр һәм юқири һәҗ расхоти түпәйли уйғур елидики көпинчиси деһқан болған мусулманлар буниңға чиқиш қилалмайдикән.
Уйғурларниң инкасиға қариғанда, уйғур елидики һөкүмәт орунлири 2009 - йиллиқ һәҗ ишлириға тизимлитиш һәқиқи үчүнла 15 миң юән тәләп қилған икән.
Хитай даирилириниң бултурқи үрүмчи айродроми һәм һәр қайси чегра еғизлиридики тарқақ һәҗниң алдини елиш һәрикити алтә айдин узун давам қилған иди.