Чен гуаңчеңға америка тәрипидин панаһлиқ берилиш еһтималлиқи қияс қилинмақта

Америкида паалийәт елип бериватқан, хитайға ярдәм бериш җәмийитиниң баян қилишичә, нөвәттә бейҗиңдики америка әлчиханисида панаһлиқ тиләп туруватқан әма кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчеңға америка тәрипидин панаһлиқ берилиш еһтималлиқи қияс қилинмақта.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.04.30

Мәзкур җәмийәтниң америка вә хитай һөкүмәт органлиридики мунасивәт торлириға асасән ашкарилишичә, нөвәттә икки тәрәп дипломатик әмәлдарлири, чен гуаңчең мәсилисини тез бир тәрәп қилишқа алдиримақта.

Бундақ болуши алдимиздики пәйшәнбә күни икки дөләт арисидики иқтисадий вә истратегийилик һәмкарлиқ йиллиқ йиғини өткүзүлмәкчи. Йиғин күн тәртипиниң бузулмаслиқи үчүн, чен гуаңчең мәсилиси оңушлуқ һәл болуши керәк.

Хитайға ярдәм бериш җәмийити йәнә чен гуаңчеңға америка тәрипидин сиясий панаһлиқ берилиши вә хитай тәрипидин чәтәлдә давалиниш нами астида хитайдин айрилишиға йол қоюлуши мумкин.

Мәлум болушичә, америка муавин ташқи ишлар министири курт камбәл, чен гуаңчең мәсилиси һәққидә пикир баян қилишни рәт қилған. Әмма, явропа бирлики бүгүн бу һәқтә мәхсус баянат елан қилип, хитайни чен гуаңчең вә униң аилиси шундақла униң қоллиғучилириниң қануний һоқуқ мәнпәитини қоғдаш үчүн дәрһал тәдбир елишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.