Чен гуаңчең җайлашқан йезисида әнсизлик һөкүм сүрмәктә икән
2012.06.09
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ченниң мәһәллисидики деһқанлар униң исмини тилға елишқиму петиналмайдикән. Һәтта чен гуаңчеңниң анисиму униң юртиға қайта кәлмәсликини халайдикән.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, деһқан лю венсәй: һөкүмәт бу әма кишини көзитишкә бәк көп пул сәрп қилған иди, дегән, әмма ялланған чомақчилар һәққидә бир нәрсә дейишни рәт қилған.
Чен гуаңчең хитайдики пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққан адвокатларниң бир иди. У 2006 - йилдин буян һөкүмәт даирилириниң һәр хил зорлуқ - зомбулуқлириға учриған.
Чен бир йерим айниң алдида шәндуңдики нәзәрбәндтин қечип, бейҗиңдики америка әлчиханисиға киривалған болуп, бу америка - хитай арисида бир мәзгил дипломатик җиддийлик пәйда қилған.
Чен гуаңчең 10 нәччә күнниң алдида америкиға келип йәрләшкән вә ню - йорк университетида зиярәтчи алим сүпитидә қанун өгәнмәктә иди.