Әма өктичи чен гуаңчиң америка дөләт мәҗлисини зиярәт қилди
2012.08.02
У чаршәнбә күни мәҗлистә һәр икки партийиниң әзалири билән учрашқан болуп, уни қобул қилғанлар арисида дөләт мәҗлиси баянатчиси җон бовнер, җумһурийәтчиләр вәкили нәнси плоси ханимлар бар.
Бирләшмә агентлиқиниң ейтишичә, чен гуаңчиң мәҗлистики учришишта, хитайниң һазир муһим бир бурулуш нуқтисида туруватқанлиқини билдүрүп, америка вә башқа демократик әлләрни хитайниң демократийә, әркинлик, кишилик һоқуқ вә дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш басқучиға өтүшигә ярдәм қилишқа чақирған.
У шундақла хитай һөкүмитигиму хитаб қилип, хитай әгәр хәлқараға өзиниң сәмимийликини көрситимән дәйдикән, мениң җийәнимниң давасини хәлқараға очуқ-ашкара һалда сорисун, дегән.
Шәндуңлуқ әма өктичи чен гуаңчиң хитайдики бир пәрзәнт көрүш сияситини тәнқид қилиш билән көзгә көрүнгән. У бу сәвәбтин 2006-йили қолға елинип, 4 йил түрмидә ятқан. Түрмидин чиққандин кейинму бесимдин қутулалмиған чен бу йил 5-айда америкиниң хитайдики әлчиханисиға киривалған. Бир мәһәл қозғалған дипломатийилик җедәлләрдин кейин йәни, 20-май күни чен америкиға оқуш шәрти билән йетип кәлгән иди. Әмма униң аилисиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән хитай даирилири чен хитайдин айрилғандин кейин, униң җийәни чен кегүйни қолға алған.