Уйғур елидә диний ишларни башқурушни техиму күчәйтиш керәклики оттуриға қоюлди
2011.08.24
“шинҗаң” гезитиниң 23- авғусттики саниға хитай тәтқиқатчи мин әйниң бу һәқтики бир парчә мақалиси бесилған болуп, мақалидә хитай һөкүмитиниң диний ишларни бир хил иҗтимаий паалийәт сүпитидә күчәйтип башқурушиниң зөрүрлүки алаһидә тилға елинған.
Буниңда асаслиқи хитай компартийисиниң диний қанунини тәшвиқ қилишини күчәйтип, “қанунсиз диний паалийәткә болған чүшәнчини ашуруш”, “вәтәнпәрвәр диний затларниң актипчанлиқини җари қилдуруш”, динға етиқад қилидиған аммини йетәкләш вә “динни сотсиялизмға маслаштуруш” қатарлиқлар маддиларға бөлүп шәрһлигән.
Мақалиниң вәтәнпәрвәр диний затларға қаритилған қисмида мундақ дейилгән:“сиясийда ишәнчлик болуш, диний билими чоңқур болуш, амма арисида инавити бар болуп, һалқилиқ пәйттә әсқатидиған болуш” тәлипигә уйғун болған вәтәнпәрвәр диний затлар қошуни йетиштүрүш керәк.
Хитайниң уйғур елигә қаратқан диний чәклимиси әзәлдин қаттиқ болуп, һәр йили хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң тәнқидигә учрап келиватқан иди.