Д у қ баянат елан қилип хитайниң ғәйрәт ниязға 15 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнликини қаттиқ әйиблиди
23 - Июл хитайниң үрүмчидики оттура соти ғәйрәт нияз үстидин сот ечип, униңға " дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити артқан вә 15 йиллиқ қамақ җазаси бәргән иди.
Баянатта, ғәйрәт ниязниң " 5 - июл үрүмчи вәқәси" вә мәзкур вәқәни кәлтүрүп чиқарған амиллар һәққидә ғәрб мәтбуатлириға сөзлигәнлики, униң пәқәт өз пикир әркинликини тинч йосунда ипадилигәнлики илгири сүрүлгән.
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бу һәқтә тохтилип, ғәйрәт ниязниң пәқәт өз пикирни әркин баян қилғанлиқи үчүн түрмигә ташлиниши " хитайниң җинайи ишлар қанундики маддиларни мүҗмәл вә өз мәйличә хата ишлитип, уйғурларниң тинч йосундики һәрикәтлирини җинайи қилмишқа айландуруватқанлиқиниң әң йеңи испати" дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити 2009 - йилидики " 5 - июл вәқәси" дин кейин, көплигән уйғур журналист, тор башқурғучи вә тор язғучилирини қолға алған. Ғәйрәт ниязму шу мәзгилдә қолға елинған вә 1 йилдәк сотниң һөкүмисиз тутуп турулған иди.