Хитайниң йеқиндин буян д у қ ториға қаритилған һуҗуми йәнә күчәйгән

Хитай торбузарлири германийини мәркәз қилған д у қ ториға қаритилған һуҗуми йеқиндин буян йәнә күчәйгән. “каспареский”, “әлиян ваулт” қатарлиқ тор бихәтәрлик ширкәтлири, бу йил киргәндин буян хитайдин кәлгән вә д у қ ни нишан қилған тор һуҗуминиң йәнә юқири пәллигә чиққанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2013.02.15

Юқириқи икки ширкәтниң 13‏-феврал билдүрүшичә, торбузарлар җасуслуқ вируси йошурунған микрософт йезиқ бир тәрәп қилиш һөҗҗәтлирини қоллинип, “алма” мәшғулат системисини ишлитидиған д у қ компютерлириға һуҗум қилған.

Каспареский тор бихәтәрлик ширкитиниң йәр шари тәтқиқат-анализ гурупписиниң мәсули костин раио, әгәр җасуслуқ вируси йошурунған микрософт һөҗҗити ечилса, вирус микрософт ширкити 2009‏-йили 6‏-айда толуқлап қачилиған мәзкур юмталниң аҗиз нуқтисидин пайдилинидиғанлиқини билдүргән. Бу, д у қ компютер мәшғулат системисиниң тунҗи қетим бундақ һуҗумға дуч келиши әмәс.

Торбузарлар өткән йили “5‏-июл вәқәси” ниң 3 йиллиқи мәзгилидә бир қетим д у қ ториға һуҗум қилип, тор бекитини бир мәзгил паләч қилип қойған.

Костин раиониң билдүрүшичә, әгәр тор һуҗуми мувәппәқийәт қазанса, җасуслуқ вируси қарши тәрәпниң компютеридин сүңгүч ечип, униңдики шәхси учурларни оғрилап сирттики мулазиметирға йоллайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.