Америка хитай ишлар бирләшмә комитети гав җишең һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини чақириду
Мухбиримиз җүмә
2012.02.11
2012.02.11
Гав җишең хитайдики өктичи адвокатларниң бир болуп, 2006 - йили 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған вә бәш йил түрмә сиртида иҗра қилишқа буйрулған.
Әмма, у 2010 - йили мартта туюқсиз ғайип болуп кәткән вә бир мәзгил пәйда болуп мухбирларға өзи йолуққан муамилиләрни сөзләп берипла узун өтмәй йәнә йоқап кәткән.
Бу йил униң ақсу шаядики бир түрмигә қамалғанлиқи илгири сүрүлгән иди.
Хитай һөкүмити 2011 - йили декабир қайта қарар чиқирип, гавға берилгән 3 йиллиқ қамақ җазасиниң қайта иҗра қилинидиғанлиқини елан қилған. Бу кишилик һоқуқ органлирини әндишигә салған.
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети баянатида гав җишеңниң кишилик һоқуқ дәваси қилғанлиқи үчүн җазаға тартилғанлиқини билдүрди.
Хитай муавин рәиси ши җинпиң мушу айниң 14 - күни америкида зиярәттә болиду. Түнүгүн америка муавин президенти байдин америкидики бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилирини күтүвелип, хитай кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәлумат игилигән иди.