Гуаңдоңлуқлар өз шивисини қоғдаш үчүн йәнә намайиш қилди
Мухбиримиз үмидвар
2010.08.01
2010.08.01
Гуаңдоңлуқларниң бундақ өз шивисини ишлитиш һоқуқини қоғдаш намайиши өткән һәптидиму йүз бәргән болуп, бу һәрикәт бир һәптидин буян түрлүк усуллар билән давамлашқан. Сақчилар йәкшәнбә күнидики намайишчиларни қоршивалған. Һәтта улар хоңкоңниң бир телевизийә мухбирлар гурупписини тутқунлуққ алған.
Бу күни йәнә 150 диб артуқ хоңкоңлуқ гуаңдоң шивисини қоғдаш намайиши өткүзгән. Намайишчилар хитай һөкүмитиниң гуаңдоңчини әмәлдин қалдуруп, униң орниға ортақ тилни тиклимәкчи болуватқанлиқиға наразилиқ билдүргән. Әлвәттә, хитай һөкүмити гуаңдоңчини хәнзу тилиниң бир шивиси дәп қарайду, әмма гуаңдоңлуқлар униңға худди "айрим тилдәк салаһийәт берилиши", керәк дәп һесаблайду.