Америка икки хитай пуқрасини назук һәрбий техникилиқ әсвабларни хитайға қанунсиз йөткәшкә урунуш билән әйиблиди

Америка федерал тәкшүрүш идариси, америкилиқ содигәр қияпитигә киривалған икки хитайни һәрбийгә керәклик назук техникилиқ әсвабларни алдамчилиқ билән қолға чүшүрүвелип, хитайға йөткәшкә урунғанлиқ сәвәбидин әйиблиди.
Мухбиримиз әркин
2012.12.19

Федерал тәкшүрүш идарисиниң илгири сүрүшичә, бу икки хитай пуқраси сахта тор бети, сахта адрес, сахта тиҗарәт намини қоллинип вә өзлириниң һеқиқи исми, дөләт тәвәликини йошуруп, орегон штатидики йерим өткүзгүч әсваблирини ишләпчиқиридиған бир ширкәттин, башқурулидиған бомба вә радар системисиға ишлитидиған юқири техникилиқ әсваб сетивалған вә уни хитайға йөткәшкә урунған.

Федерал тәкшүрүш идариси портланд шөбә идарисиниң федерал сот мәһкимисигә йоллиған материялидин мәлум болушичә, бу икки хитай өзлиригә николас боз вә җейсон җяң, дәп ативалған. Федерал тәкшүрүш идариси бүгүн елан қилған баянатида, вән лийүән, җяң соң исимлик бу икки хитайниң америка експорт қануниға хилаплиқ қилиш қатарлиқ 12 түрлүк, пул ююш қатарлиқ 10 түрлүк җинайәт билән әйибләнгәнликини елан қилди.

Америка сода министирлиқи әмәлдари җулийә салсидо: бу әйибнамә қанунсиз тиҗарәтчиләргә америка експорт қануниға хилаплиқ қилип, дөләт бихәтәрликигә тәһдит салғанларниң бир тәрәп қилинидиғанлиқини агаһландуриду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.