Һиндистан хитайни су мәнбәси һоқуқиға һөрмәт қилиш һәққидә агаһландурди
2013.01.31
Чүнки ярлузаңбу дәряси тибәт арқилиқ һиндистанға тутушидиған дәря болуп, дәря һиндистанда брахмапутра дәряси дәп атилиду.
Һиндистан даирилири бүгүн һинду гезити арқилиқ елан қилған баянатида хитайни агаһландуруп, хитай су електр истансилирини қурғанда су мәнбәсидин ортақ пайдилиниватқан қошна дөләтләрниң мәнпәәтини ойлишиши керәк, дегән.
Хитай ярлузаңбу дәряси бойидики су еликтер истансиси қурулушни 2010-йили башлиған. Улар бу дәряға 3 истанса қуруш вә 6 данә 85 мигаватлиқ гениратор орунлаштуруш арқилиқ райондики ток йетишмәслик мәсилисини һәл қилиш нишаниға йәтмәкчи. Әмма қурулуш башлиғандин буян бу мәсилә һиндистан, хитай икки тәрәп арисидики муһим музакирә темисиға айланди. Һиндистан бу қурулушниң өзлириниң су мәнбәлиригә зиян селишидин әндишә қилмақта.