Хитай рәиси ху җинтав хоңкоң зияритиниң тунҗи күни қаршилиқ намайишиға дуч кәлди

Хитай рәиси ху җинтав хоңкоң зияритиниң тунҗи күни хоңкоң мухбирлириниң “тйәнәмен вәқәси” һәққидики күчлүк соаллири вә хоңкоңға демократчилириниң қаршилиқ намайишиға дуч кәлди.
Мухбиримиз җүмә
2012.06.30


Ху җинтав хоңкоң хитайға қайтурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш үчүн хоңкоңға кәлгән вә хоңкоңда зиярәттә болуватқан иди.

У шәнбә күни хоңкоңдики бир йеңи ясалған порттда зиярәттә болуватқанда бир нәччә мухбир 89 - йилидики “тйәнәмен оқуғучилар һәрикити” ниң һәрбий күч ишлитип бастурулғанлиқи һәққидә соалларни сориған.

Уларниң арисида хоңкоң “алма гезити” ниң мухбири хоң йүтиң авазни бәкрәк көтүрүп соалларни варқирап сориғанлиқи учун бихәтәрлик хадимлири уни 15 минут тутуп туруп қоювәткән. Хоң йүтиң ху җинтавдин: ху рәиси сиз хоңкоң хәлқиниң “4 - июн вәқәси” үстидин чиқирилған һөкүмни ағдурушни тәләп қилидиғанлиқини аңлидиңизму? дәп сориған.

У соалини йәнә тәкрарлап: зади аңлидиңизму йоқ? дәп варқириған.

Бу соални йәнә башқа төт мухбирму сориған болуп уларға сақчилар тәгмигән. Һалбуки ху бу соалларға инкас қайтурмиған.

Униң бу соалларни аңлиған - аңлимиғанлиқи яки қәстән қулақ йопурувалған мәлум әмәс икән.

Хуниң хоңкоң зиярити давам қиливатқан пәйтләрдә йәнә бир қисим намайишчилар наразилиқ намайиши өткүзүп хоңкоңға толуқ демократийә тәләп қилған вә намайишни бесиқтурушқа кәлгән сақчила билән тоқунушқан. Сақчилар намайишчиларға муч гази пүркүп уларни тарқақлаштурған.

Әнгилийә 1997 - йили 1 - июл хоңкоңни хитай коммунистлириға өткүзүп бәргән вә шундин кейин хоңкоңниң демократик һаваси бара - бара начарлишип хоңкоңлуқларниң наразилиқини қозғиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.