Уйғур елидин йәнә 369 яш хитай өлкилиригә “қайта тәрбийилиниш” үчүн елип меңилди
Мухбиримиз ирадә
2011.03.31
2011.03.31
Тоқсун вә пичандин кәлгән 120 нәпәр яш хунән өлкисиниң шяңтән, гуйяң қатарлиқ шәһәрлиригә әвәтилгән болуп, бу яшлар өзлири тәқсим қилинған у шәһәрләрдә бир йерим йил бойичә қайта тәрбийә алидикән.
Хитай һөкүмити йеқинда уйғур елидики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишниң бир тәдбири сүпитидә уйғур елидә алий мәктәпни пүттүрүп болған яшларни қайтидин хитай өлкилиригә апирип тәрбийиләштәк лайиһини йолға қоюп, уни рәсмий иҗра қилишқа башлиған вә тунҗи түркүмдә икки йерим миңдин артуқ йәрлик милләт яшлирини йолға салған иди.
Хитай һөкүмити бу сияситини яшларниң ишқа орунлишиши үчүн тепилғусиз пурсәт дәп тәшвиқ қилмақта.
Әмма, хитай һөкүмити уйғур елидә аталмиш һалқима тәрәққият пиланини йолға қоюп, хитай өлкилиридин һәдәп “ихтисаслиқ хадим” тәклип қиливатқан, хитай өлкилиридә алий мәктәп түгәткән хитай оқуғучилири түркүм-түркүмләп уйғур райониға келип ишқа орунлишиватқан бир шараит астида, йәрлик милләт оқуғучилириниң хитай өлкилиригә әвәтилиши чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә зиялийлириниң қаттиқ гуманини қозғимақта.
Улар хитай һөкүмитиниң бу пиланини уйғур яшлирини тарқақлаштуруп, ассимилятсийә қилиш сияситиниң йәнә бир хил васитиси дәп қаримақта.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил ахириғичә, хунән өлкисиниң пәқәт шяңтән шәһиригә баридиған оқуғучиларниң санила 800 дин ешип кетидикән.