Шветсарийә вә хитай рәһбәрлириниң учришишида икки уйғур мәсилиси тилға елинған
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.26
2010.01.26
Шветсарийә һөкүмити гуантанамодики уйғурлардин бәхтияр махмут вә әркин махмуттин ибарәт икки ака - ука мәһбусни шветсарийгә қобул қилишни ойлушиватқан болуп, өткән һәптә хитай буниңға наразилиқ билдүргән иди.
Бүгүн икки дөләт арисида өткүзүлгән сода сөһбитидә шветсарийә президенти дорис леутард, ташқи ишлар министири мичелинә рей, вә хитай муавин баш министири ли кечяңлар учрашқан. Сөһбәт президент дорис икки уйғур мәсилисини тилға алған вә тәрәпләр бу һәқтә пикирлирини баян қилишқан. Әмма сөһбәт давамида икки уйғур мәсилисидә конкерт немиләр дейилгәнлики хәвәрдә баян қилинмиған; пәқәт икки уйғур мәсилисиниң йиғинниң кәйпиятиға тәсир көрсәткәнлики әскәртилгән.
Хитай өткән һәптидики баянатида, гуәнтанамодики уйғурларниң шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң әзалири икәнликини вә террорчилиқ гумандарлири икәнликини, шуңа уларниң америкиға қоюветилишигиму һәрқандақ бир дөләт тәрипидин қобул қилинишиғиму қарши икәнликини; уларниң пәқәт хитайға қайтурулуши керәкликини тәкитлигән иди.