Хитай мәмликәтлик ишчилар уюшмисиниң "шинҗаңға ярдәм бериш" хизмәт йиғини үрүмчидә ечилди

Өткән йилидики 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин, бу йил хитай мәркизий һөкүмити шинҗаң хизмәт йиғини чақирип, бир қатар орунлаштуруш вә тәңшәш елип барған иди. Бу җәрянда хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур аптоном районлуқ коммунистик партийә оргини бир қанчә қетим мәхсус йиғинларни орунлаштурди.
Мухбиримиз үмидвар
2010.11.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

26Ноябир күни, хитай мәркизий һөкүмити йәнә пүтүн мәмликәтлик ишчилар уюшмисиниң шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт йиғинини үрүмчидә ачқан. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу йиғинда уйғур елиға "ярдәм бериду" дәп қариливатқан 19 өлкә вә шәһәрләрниң ишчилар уюшмилириниң рәһбәрлири қатнашқан болуп, улар ишчилар уюшмилириниң "ярдәм бериш" хизмәтлирини муһакимә қилған. Хитай мәмликәтлик ишчилар уюшмисиниң муавин рәиси ваң йүпу сөзидә 3 йилдин 5 йилғичә болған арилиқта уйғур елидики асасий қатлам ишчилар уюшмилирини омумлаштуруп болушни оттуриға қойған, шундачла уйғур ели үчүн ишчилар уюшмилири кадирлирини тәрбийиләш курслирини ечиш, 5 йил ичидә шәһәр, наһийә һәм полкларниң ишчилар уюшмилири башқуридиған паалийәт мәркәзлири вә әслиһәлирини омумлаштурушни оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.