Филиппин җәнубий деңиз мәсилисидә хитайни агаһландурди

Филиппин қораллиқ күчлириниң баш штаб башлиқи обан филиппин һөкүмитиниң талаш -тартиш үстидики җәнубий хитай деңиз райониға қоғдиғучи парахот әвәтидиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.19

Б б с агентлиқиниң йезишичә, филиппин деңиз армийисиниң талаш-тартиш үстидә туруватқан җәнубий хитай деңиз тәвәсигә қоғдиғучи парахот әвәтишигә хитай тәрәпниң чоң типтики “деңиз чарлиғучиси 31” намлиқ чарлиғучи парахот әвәтип, җәнубий деңиз арқилиқ сингапорға маңдуруш пилани сәвәб болған.

Җәнубий хитай деңизи дәп аталған деңиз районидики парасил тақим араллириниң игилик һоқуқиға мунасивәтлик җиддий вәзийәт алди билән вйетнам билән хитай арисида пәйда болғандин кейин, парасил тақим араллириға өзиниң игидарчилиқ һоқуқи бар дәп қаратқан филиппинму хитайға қарши мәйданға чиққан иди.

Филиппин президенти хитайни тәнқид қилип, хитайни филиппин деңиз тәвәликигә таҗавуз қилмаслиққа чақирған. У, филиппинниң җәнуби парасил тақим араллири районида нефит издәш хизмитини ахирлаштурғанлиқини билдүргән.

Филиппин бу йил 2-айда көп қетим хитай парахотлириниң филиппин деңиз тәвәсигә киргәнликини әйиблигән иди. Филиппин президенти өз дөлитиниң башқа дөләтләр билән һәрбий риқабәт қилмайдиғанлиқи һәм вәзийәтниң җиддийлишип кетишини халимайдиғанлиқи, бирақ, филиппинниң өз һоқуқлирини қоғдиши лазимлиқини тәкитлигән.

Йәкшәнбә күни вйетнам пайтәхти ханойда үчинчи қетимлиқ хитайниң җәнубий деңиздики зораванлиқиға қарши наразилиқ намайиши болған. Нөвәттә, вйетнам, филиппин, хитай, малайшия қатарлиқ әлләр өзлириниң парасил тақим араллириниң бир қисмиға болған игилик һоқуқини қоғдаш йолида тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.