Шәрқий җуңғар ойманлиқида 390 милярд көмүр записи байқалди
Мухбиримиз җүмә
2012.11.24
2012.11.24
Көлими 10 квадрат километир әтрапида болған бу көмүрлүк шәрқий җуңғар ойманлиқиниң санҗи тәвәсигә җайлашқан болуп, омумий көмүр записи 390 милярд тонниға йетидикән.
“хитай күндилик хәвәрләр гезити” дә көрситишичә, бу аталмиш тәрәққият райониниң ечилиш мурасими 21 - ноябир өткүзүлгән. Мурасимға хитай сода министирлиқиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлиридин йү шяңчяң қатнашқан.
Мәлум болушичә, мәзкур районға һазир хитайниң 50 чоң карханиси йәрлишип болған.
Даириләр “5 - июл вәқәси” дин кейин чақирилған “шинҗаң хизмәт йиғини” дин буян уйғур елиниң һәр түрлүк байлиқлирини ечиш қәдимини техиму тезләткән иди.