Хәлқара сот мәһкимисиниң тәптишлири казафийниң оғли сәйфул ислам билән ғәйрий рәсмий учурушуп, тәслим болуш мәсилисини музакирә қилған
2011.10.28
Хәлқара сот мәһкимиси сәйфул ислам билән келиштүргүчиләрниң васитичиликидә “ғәйрий рәсмий” алақә қилғанлиқини билдүрди.
Хәлқара сот мәһкимисиниң тәптиши луис морено окампо җүмә күни баянат елан қилип, сәйфул ислам билән алақә қиливатқанлиқи, у тәслим болса униң адил сотлинидиғанлиқини билдүрди. Бирақ у сөһбәткә кимләрниң васитичилик қиливатқанлиқи, сәйфул ислам тәслим болса униң голландийидики сот мәһкимисигә қандақ елип берилидиғанлиқи қатарлиқ тәпсилатларни ашкарилимиди.
Окампо, сәйфул ислам хәлқара сот мәһкимисигә тәслим болса, сот мәһкимисидә униңға сөз берилидиғанлиқи, униң рәсмий һөкүм елан қилинғанға қәдәр “гунаһсиз” дәп қарилидиғанлиқини билдүргән.
Хәлқара сот мәһкимиси казафий, сәйфул ислам вә ливийә ахбарат идариси башлиқи сунуни үстидин “уруши җинайити садир қилиш”, “инсанийәткә қарши туруш ” қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләп, тутуш буйруқи чиқарған иди. Лекин казафий бирқанчә күн илгири ливийилик исянчилар тәрипидин өлтүрүлгәндин кейин, хәлқара сотниң униң һәққидики тутуш буйруқи күчидин қалған.
Бирақ сәйфул ислам хәлқара сотниң тутуш буйруқи чиқарған асаслиқ адими болуп қалған иди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, ливийә миллий кеңиши хәлқара җәмийәтниң бесимида казафиниң өлүми үстидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқи вә уни өлтүргән исянчиларни җазалайдиғанлиқини елан қилған.