Шәнбә күни һиндистан контроллуқидики кәшмир районида һөкүмәткә қарши намайиш йүз бәрди
Мухбиримиз җүмә
2010.07.31
2010.07.31
Намайиш җүмә күниму елип берилған болуп, җүмә күнидики намайишта 4 намайишчи өлгән вә 75 адәм яриланған иди.
Хәвәргә қариғанда, нөвәттә һиндистан бихәтәрлик қисимлири кәшмирдә һәрбий һаләт йүргүзди. Мәлум болушичә, һиндистан һөкүмәт даирилири намайишниң арқисида пакистанда паалийәт елип бериватқанлиқини илгири сүрүлгән мустәқилчи тәшкилат "ләшкири таибә" тәшкилатиниң барлиқини илгири сүргән. Намайишчилар болса намайишниң өзлигидин тәшкилләнгәнликини билдүрүшкән.