Австиралийә кино фестивали хитайниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз әркин
2009.07.31
2009.07.31
Австиралийә хәлқара кино фестивалиниң баянатчиси лоиса хәселтин, кино фестивалиниң тәшкили һәйити һечқачан бейҗиңниң бесимиға тиз пүкүп, "муһаббәтниң 10 шәрти"ни фестивалға қатнаштуруштин чекиндүрүп чиқиш яки рабийә ханимни миһман сүпитидә күтүвелиштин ваз кечишни ойлишип бақмиғанлиқини җакалиған.
У франсийә ахбарат агентлиқиға бәргән бу һәқтики баянатида мундақ дегән ": фестивалда бу филимни қоймаслиқниң һечқандақ йоли йоқ", "у әлвәттә фестивалға қатнишиду".
Австиралийә, канберрадики хитай әлчиханисиниң рабийә қадир ханимға виза бәрмәслик, униң кино фестивалиға қатнишишини чәкләш һәққидики бесимиға тиз пүкүшни рәт қилғандин кейин, хоңкоң, тәйвән вә хитай чоң қурурулуқидин милбориндики кино фестивалиға қатнишидиған хитай тилидики пүтүн кино - филимләр фестивални байқут қилған.