Кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилати хитайни әйиблиди
2011.03.03
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, доклатта 2010-йили хитай һөкүмитиниң сиясий бесимни илгирики йиллардин техиму бәк ашурғанлиқи, шаңхәй йәрмәнкиси, 4 июн хатирә күни вә лю шавбоға нобел мукапати берилгән күнгә охшаш сәзгүр күнләрдә сақчи органлириниң кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә зәрбә берип, уларни нәзәрбәнд қилиш, қанунсиз қолға елиш яки уларни ғайиб болушқа мәҗбурлаштәк васитиләрни қолланғанлиқини билдүрди.
Кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилатиниң башлиқи рини шя бәргән баянатида хитайниң кишилик һоқуқ һәрикәтлири вә паалийәтчилирини бастурушта ишлитиватқан васитилириниң барғансери қәбиһлишиватқанлиқини илгири сүргән. Униң ейтишичә, 2010-йили хитайда кишилик һоқуқ актиплирини қолға елиш вәқәси 3544 адәм қетимға йәткән. 36 Киши “ғайиб” қиливетилгән.
Мәркизи хоңкоңда турушлуқ тәшкилат доклатиниң ахирида хитайни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ хитабнамисигә һөрмәт қилип, кишиләр үстидики бесимни азайтип, түрмиләрдә йетиватқан сиясий мәһбусларни азад қилишқа вә кишилик һоқуқ актиплириға зәрбә беришни тохтитишқа чақирди.