Бир қисим дөләтләр җүмә күни шималий корийини йеңи пилан қилған сүний һәмраһни қоюп беришни тохтитишқа дәвәт қилди
Мухбиримиз җүмә
2012.03.17
2012.03.17
Шималий корийә даирилири келәр айда узун мусапилик башқурулидиған бомбиға орунлаштурулған ракета билән бир сүний һәмраһни орбитиға йоллайдиғанлиқини қарар қилған. Шималий корийиниң узун мусапилик ракетани сүний һәмраһ қоюп беришкә ишләтмәкчи болуши японийә, җәнубий корийә вә америка қатарлиқ дөләтләрни җиддийләштүргән иди.
Йеқинда шималий корийә даирилири америкидин ашлиқ ярдими елиш бәдилигә өзиниң оран қоюлдуруш һәрикәтлирини тохтитишқа вә б д т мунасивәтлик тармақлириниң шималий корийә ядро әслиһәлирини тәкшүрүшигә қошулған иди.
Түнүгүн америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси векторийә нуланд шималий корийиниң йеңи сүний һәмраһ қоюп бериш пиланиниң ашлиқ ярдәм бериш қарариға дәхли йәткүзидиғанлиқини билдүрди.
Нөвәттә шималий корийиниң мәзкур пиланини өзгәртидиған яки өзгәрмәйдиғанлиқи ениқ әмәс.