Ливийидики исянчилар пайтәхт триполиниң контроллуқини қолиға алди

Ливийидики исянчилар қошуни түнүгүн пайтәхт триполиниң көп қисмини өз контроллуқиға елип, 42 йиллиқ казафий һакимийитигә хатимә сигнали бәрди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.22

Әнглийиниң сикай телевизийисиниң нәқ мәйдандин хәвәр қилишичә, исянчиларниң түнүгүнки һуҗуми давамида, казафийниң оғуллири вә муһапизәтчи әскәрлири тәслим болған. Исянчилар, пайтәхттә казафийниң һакимийитиниң йешил байриқини йеқитип, орниға өзлириниң үч рәңлик байриқини қадиған.

Пайтәхт триполидики аһалиләр түнүгүн шәһәр кочилириға топлинип, исянчиларниң ғәлибисини тәнтәнә қилған вә казафийниң рәсимлирини көйдүргән.
Нәччә вақиттин бери өзиниң һәргиз тәслим болмайдиғанлиқини билдүрүп кәлгән казафий, әмди позитсийә өзгәртип, өзиниң исянчилар билән сөһбәт үстилигә келишкә тәйяр икәнликини билдүргән.

Әмма казафийниң қәйәрдә мөкүнүп туруватқанлиқи һазирчә мәлум әмәс. Пайтәхтни қолға чүшүрүштә исянчилар билән һәмкарлашқан нато қисимлири қоманданиниң ахбарат саһәсигә билдүрүшичә, казафийниң тутулуши пәқәтла бир вақит мәсилиси.

Ливийидә йүз бәргән бүгүнки ғәлибә, исянчиларни бүгүнгичә топилаңчилар дәп атаватқан хитай һөкүмити арзу қилған бир нәтиҗә әмәс, хитай исянчиларға ярдәм қилған нато қисимлириниң һәрикитини көп қетим тәнқид қилған. Исянчилар триполини қолға чүшүргәндин кейин, хитай һөкүмитиму позитсийә өзгәртип, өзлириниң ливийә хәлқиниң ирадисигә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.