Ливийә қозғилаңчилири ливийә пайтәхт триполиға 80 километир йеқинлап кәлди
2011.07.16
Мәлум болушичә, қозғилаңчи армийә ғәрбий тағлиқ районда өткән бир нәччә һәптидин буян зо илгириләш һасил қилған вә казафий қисимлириниң көп қетимлиқ қайтурма һуҗумлирини чекиндүргән. Нөвәттә улар ливийә пайтәхти триполиниң җәнубидики ғәйрам йезисини ишғал қилиш вә триполиға утидиған таш йолини контрол қилишни пиланлимақта икән.
Җүмә күни америка һөкүмити ливийә қозғилаңчи һөкүмитини етирап қилғандин кейин, қозғилаңчиларниң җасарити ашқан.
Америкиниң ливийә вақитлиқ һөкүмитини қоллайдиғанлиқини түркийидә йиғинға қатнишиватқан америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон ханим җүмә күни җакарлиған иди.
Истанбулда чақирилған ливийә вә оттура шәрқ мәсилиси һәққидики йиғинға 30 дөләт әрбаблири қатнашқан болуп, йиғинда ливийә, сүрийә вә йәмән қатарлиқ оттура шәрқ әллириниң йол хәритисини бәлгиләш һәмдә казафйни һоқуқтин ваз кәчтүрүш истратегийиси қатарлиқлар музакирә қилинди.
Мәлум болушичә, б д т баш катипи бан кимунниң алаһидә әлчиси абдул илаһ әл хатип казфийға һоқуқтин айрилиш шәртлирини йәткүзүшкә тәйинләнгән.
Әмма, әнглийә ташқи ишлар министири вилям һәйг казфийға шәрт қоюш билән биргә йәнә һәрбий бесимни ашуруш керәкликини оттуриға қойған.