Хитай һөкүмити нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбони “җинайәтчи” дәп көрсәтти
2012.12.07
Буниңдин бир күн аввал, бу йиллиқ нобел әдәбият мукапати саһиби мо йен шветсийә пайтәхти стокһолмда ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, лю шявбо һәққидики соалларға җаваб беришни рәт қилған. У, мухбирлардин лю шявбо һәққидә соал сорап, өзини бу мәсилидә қистимаслиқни тәләп қилған.
Мо йенниң позитсийиси чәтәлдики хитай өктичилирини вә лю шявбониң қоллиғучилирини үмидсизләндүрүп, уларниң тәнқидигә учриған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң җүмә күнлүк ахбарат елан қилиш йиғинида, бәзи мухбирлар хитай һөкүмитиниң мо йәнгә йол-йоруқ берип, лю шавбони тилға алмаслиқни тәләп қилған-қилмиғанлиқини сориған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей буниңға җавабән сөз қилип: мән шу нуқтини әскәртмәкчи, лю шявбо қанунға хилаплиқ қилип, әдлийә органлири тәрипидин қамаққа һөкүм қилинған шәхс, дегән.
Бирақ у, өзиниң хәвири йоқлуқини илгири сүрүп, лю шявбониң аяли лю шяниң икки йилдин буян өйигә нәзәрбәнд қилинғанлиқи һәққидики соалға җаваб бәрмигән. Хоң лей әскәртип: сиз оттуриға қойған бу мәсилидин мениң хәвирим йоқ. Лекин мән бир нуқтини әскәртмәкчи, вәтәндашларниң қанунлуқ һоқуқи қанунға асасән қоғдилиду, дәп көрсәткән.
Лю шя, пәйшәнбә күни 26 айдин буян тунҗи қетим бирләшмә агентлиқиға сөһбәт елан қилип, лю шявбониң нобел тинчлиқ мукапати сәвәблик өзиниң давамлиқ аилә нәзәрбәндидә тутуп турулушини “тутамсизлиқ” дәп тәнқид қилған.