Тайланд даирилири нур мәһәммәд исимлик бир уйғур ни тутқун қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.08
2011.08.08
Хәвәрләрдә билдүрүшичә, нур мәһәммәд хитайниң йүннән өлкиси арқилиқ бермиға, андин бермидин тайландқа йошурун киргән вә тайландниң банкок шәһиридә 2 йилдин бери мөкүнүп яшиған.
Хәвәрләрдә йәнә нур мәһәммәдниң 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәсигә четишлиқ киши икәнлики билдүрүлгән.
Хәвәрләрниң биридә билдүрүшичә, нурмәһәммәд тайландқа қанунсиз йол билән киргәнлики үчүн шундақла тайландтики хитай әлчиханисиниң тәлипигә бинаән тутқун қилинған.
Вәқәдин хәвәр тапқан дуня уйғур қурултийи, нур мәһәммәд һәққидә тәпсилий учур елиш вә уни хитайға қайтурулуш хәвпидин қутулдуруш үчүн һәрикәткә өтти.