Хитай муһит асраш министири аммиви наразилиқ һәрикәтлиригә қарита әндишисини ашкарилиди

Хитайниң муһит асраш министири җов шеңшйән бүгүн 18-қурултайда қилған сөзидә, хитайниң қисмән шәһәрлиридә пат-пат йүз берип туруватқан муһит булғинишқа қарши наразилиқ һәрикәтлириниң кәлгүси тәрәққиятиға болған әндишисини ашкарилиди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.11.12

У һәрқандақ дөләттә, иқтисад тәрәққий қилип мәлум бир басқучқа барғанда, муһит мәсилисиниң тәбиий һалда оттуриға чиқидиғанлиқини, хитай җәмийитиниң нөвәттә тәрәққий қилип әнә шу басқучқа кәлгәнликини оттуриға қойди.

У мана бу басқучни “сәзгүр басқуч” дәп атиди. Әмма у бу басқучниң немә үчүн сәзгүр дәп қарилидиғанлиқи һәққидә изаһат бәрмиди.

Йеқинқи айлардин бери хитайниң ниңбо вә күнмиң қатарлиқ шәһәрлиридә муһит булғинишқа қарши наразилиқ намайишлири йүз бәргән. Буниң бәзилири тоқунуш билән ахирлашқан вә бәзилири қурулуватқан завутларниң тохтитилишиға сәвәб болған иди.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләр, хитайда буниңдин кейин һакимийәткә тәһдит салғудәк дәриҗидә кәң көләмлик аммиви исян қозғилип қалса, буниң асаслиқ сәвәблиридин бири муһит мәсилиси болуш еһтималлиқини тәхмин қилишмақта. Хитай министирниң сәзгүр басқуч дегән сөзиму хитай дөләт рәһбәрлириниң әнә шу нуқтидики әндишисини ашкарилимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.