Хәлқара мухбирлар бирлики хитай һөкүмитини учурни қамал қилиш билән әйиблиди
Мухбиримиз ирадә
2012.08.09
2012.08.09
Уларниң билдүрүшичә, гу кәйләй делоси вә униң бүгүн елип берилған соти һәққидики хәвәрләрниң һәммиси пәқәт бирла орунни йәни, шинхуа агентлиқини мәнбә қилған болуп, башқа ахбарат органлириниң һечқайсисиға өз алдиға бу һәқтә учур игиләш яки йезиш рухсәт қилинмиған.
Буниңдин сирт, хитай тәшвиқат бөлүми 7-авғуст күни мәхсус йолйоруқ чүшүрүп, хитайниң бу нөвәтлик олимпиктин чекиндүрүлгән йеник атлетика тәнһәрикәтчиси люшаң һәққидә ахбарат органлириниң хәвәр тарқитишини, мутәхәссисләрниң мулаһизә қилишини чәклигән.
Хәлқара мухбирлар бирлики мана бу йолйоруқ, хитай тәшвиқат бөлүминиң ахбаратни қандақ контрол қилидиғанлиқини ашкарилап турмақта деди вә хитай һөкүмитини ахбаратқа қаратқан қамални бикар қилишқа чақирди.