Нобел иниститути тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасимини лю шавбосиз өткүзүверидиғанлиқини елан қилди
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нобел комитетиниң секритари лундистад бу қетимқи мукапат тарқитиш мурасиминиң наһайити һәйвәтлик вә көркәм өткүзүлидиғанлиқини әскәртип, "әгәр лу шавбониң аилисидин мукапатни тапшурувалидиғанлар чиқмиса, пәқәт мурасимниң мукапатни саһибиға тапшуридиған 2 - 3 минут вақти қисқирайду" дегән.
Нобел комитети мәсули бу сөзләрни хитай, куба, иран, ирақ, русийә қатарлиқ 6 дөләт дөләт нобил тинчлиқ мукапати тарқитиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини елан қилип, узун өтмәй тәкитлигән. Русийә мукапат тарқитиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин түнүгүн мурасимға хитайниң бесими сәвәбидин қатнашмаслиқ қарариға кәлгәнликини рәт қилған иди.
Нобел комитети бу йиллиқ тинчлиқ мукапатиниң түрмидики хитай өктичилиридин лю шавбоға берилидиғанлиқини елан қилғандин кейин, хитайниң ослодики әлчиханиси вә хитай ташқи ишлар министирлиқи осло һәм бейҗиңдики чәтәл әлчиханилириға хәт йезип, мукапат тарқитиш мурасимини байқут қилишни тәләп қилған.
Хитай һөкүмити буниң билән қалмай йәнә, лю шавбониң аялини нәзәрбәнд қилип, униң аилисидин бирәр кишиниң мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишишиға имканийәт бәрмигән иди. Лекин, хитайниң мурасимни байқут қилиш чақириқи, демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилиси мәвҗут куба, иранға охшаш аз сандики дөләтләрниң аваз қошушиға еришкән болсиму, америка, әнглийә, франсийә, әнглийини өз ичигә алған ғәрбтики мутләқ көп қисим дөләтләр хитайниң тәлипини рәт қилип, мурасимға қатнишидиғанлиқини елан қилған.