Нйорк шитатидики бир көчмәнләр мәркизидә җиддий етишиш йүз бәрди

Түнүгүн нюйорк шитатиниң биңхәмтон шәһиридики бир көчмәнләр мәркизидә җиддий етишиш йүз берип, вәқәдә өзини өлтүривалған қатилни һесаблиғанда җәми 13 адәм өлди.
Мухбиримиз вәли
2009.04.04

 Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, нюйорк шитаниниң башлиқи дәвет питерсон 'бу вәқәдә һуҗумға учриғанлар амрикиға йәрлишиш арзуйини әмәлгә ашуруватқанлар иди' дәп қаттиқ ечинған. Енгилисчә тил муәллими присилла ' бу вәқә, амрикиға йәрлишиш үчүн тил өгиниватқанлардин 24 оқуғүчи дәрскә қатнишиватқанда йүз бәрди. Қатилниң муддиасини һеч чүшәнмидим ' дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, пакистандики қораллиқ талибанларниң йетәкчиси бәйтулла мәхсут телефон арқилиқ пакистан бихәтәрлик орунлириға 'буни бизниң адимимиз америкида қилди' дәп җакарлиған.

Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, бу орунниң ишикини аптомобил тосувелип һуҗум қилған қатил гумандариниң бири 42 яшлиқ ветнамлиқ әр. Вәқәдә өлгәнләрниң ичидә бир хитай оқуғучи бар.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.