Обама б д т йиғинида террорчилар дуняниң һәммә йеригә тарқилип һәрикәт қиливатиду, дәп көрсәтти

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, америка президенти обама бүгүн б д т ниң чоң йиғинидики нутқида ' террорчилар һазир дуняниң һәммә йеригә тарқилип һәрикәт қиливатиду, америка дуняниң һәммә ишиға чат киривалди, дәп қарши туруп келиватқанлар әмди йәнә, һәммә ишни америка һәл қилиду, дәп қарап турмаслиқи лазим ' дәп көрсәтти.
Мухбиримиз вәли
2009.09.23

Хәвәрдә ейтилишичә, б д т ниң чоң йиғини ечилиш һарписида (22 ‏- сентәбир күни) обама билән хуҗинтав нюйорктики меһманханида көрүшүп, америка билән хитай оттурисида җанлиқ вә үнүмлүк мунасивәт орнитишқа, әркин содини йолға қоюшқа вә сәзгүр мәсилиләрни һәл қилишқа келишкәндә, обама, шимали корийә билән иранниң ядро қораллирини тәрәққи қилдуруш пилани америкиға қилинған тәһдит икәнликини, бу мәсилини хитай мәйданға чиқип һәл қилиши лазимлиқини тәкитлигән иди.

Сингапорда чиқидиған бирләшмә сәһәр гезитиниң баян қилишичә, хуҗинтав билән обама түнүгүн көрүшкәндә, тәйвән мәсилиси вә тибәткә, шинҗаңға четилидиған мәсилиләр үстидиму очуқ сөзләшкән. Чүнки, буниңдин бурун, хитай даирилири америкидин, тәйвәнгә қорал бәрмәсликни, уйғурларниң, тибәтләрниң америка туприқида мустәқиллиқ һәрикити елип беришиға йол қоймаслиқни тәләп қилип, бу бир милярт 300 милйон хитайниң һесятиға бивастә тақилидиған сәзгүр мәсилә, дәп тәкитләп келивататқан болсиму, әмма һазир далай лама йәнә америкини зиярәт қилишқа башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.