Өмәр уйғур вәхпиниң әрзигә асасән пакистан ички ишлар министирлиқи сотта һазир болди
2012.05.21
Алдинқи 3 қетимлиқ сотқа қатнишишни рәт қилған министирлиқ, бүгүн ечилған 4-қетимлиқ сотқа икки нәпәр хадим, бир нәпәр адвокат әвәткән. Сотта әрз қилғучиниң шикайәтлирини аңлап чиққан министирлиқ вәкиллири әрзгә җаваб қайтурушқа тәйярлиқ қилиш үчүн вақит тәләп қилған. Бу тәләпкә асасән, сотчилар йәнә бир қетим сот ечишни қарар қилған. Өмәр уйғур вәхпи мәсулиниң билдүрүшичә, йәнә бир қетимлиқ йәни 5-қетимлиқ сот 6-айниң 14 -күни ечилиду.
Мәлум болушичә, пакистан ички ишлар министирлиқи исламабадтики хитай әлчиханисиниң тәлипи бойичә өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллири қатарлиқ 5 уйғурниң чәтәлни саяһәт қилишиға чәклимә қойған.
Өмәр уйғур вәхпә мәсуллири өткән йили түркийигә сәпәр қилғанда, айродромда тосуп қелинған. Шуниңдин кейин өмәр уйғур вәхпи пакистан ички ишлар министирлиқи устидин пакистан юқири сот мәһкимисигә әрз сунған иди.