Өркәш дөләт чен гуаңчеңниң америкида йеңи һаят йоли тепишиға тиләкдашлиқ билдүрди

Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити рәһбәрлиридин бири өркәш дөләт әма хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси һәққидә тохтилип, униң америкида йеңи һаят йоли тепишиға тиләкдашлиқ билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2012.05.07

Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчең америка әлчиханисидин чиқип бейҗиңдики бир дохтурханиға орунлаштурулғандин кейин, у америкиға кетиш арзусини билдүргән.

Хитай тәрәп униң америкиға оқуш үчүн беришқа паспорт ишләп беридиғанлиқини, америкиму униң виза илтимасини қобул қадалғанлиқини билдүргән билсиму, ченға һазирғичә паспорт ишләп берилмигән.

Франсийә агентлиқиниң зияритини қобул қилған өркәш дөләт, әгәр чен америкиға кәлсә йеңи риқабәтләргә дуч келидиғанлиқини билдүрди.
Өркәш дөләт 1989-йилдики “тйәнәнмен оқуғучилар демократик һәрикити” ниң ғоллуқ рәһбәрлиридин бири болуп, вәқә қанлиқ бастурулғандин кейин, уму мәхпий йоллар билән америкиға келип бир мәзгил панаһланған иди.

У чәтәлдә сүргүндә яшаш һаяти һәққидә тохтилип: сүргүндә яшаш асан әмәс, деди.

Өркәш дөләт йәнә мундақ деди: сүргүндә яшиғанда нурғун қийинчилиқларни йеңишиңизгә тоғра келиду, болупму бу роһий җәһәттин бәк қейинға чүшиду.

Чен гуаңчең мәсилисини қандақ һәл қилиш үчүн америка-хитай арисида пикир бирлики һасил қилинғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, ченниң кейинки тәқдирниң қандақ болидиғанлиқи һазирчә намәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.