Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң сабиқ рәһбири өркәш дөләт хитайниң вашингтонда турушлуқ әлчиханисиға кирип өзини мәлум қилидикән
2012.05.18
Бу униң чәтәлдики хитай дипломатик органлириға 3-қетим өзини мәлум қилиши болуп қалиду. Өркәш дөләт илгири икки қетим өзини мәлум қилған болсиму, бирақ хитай әлчиханиси қолға елишни рәт қилған иди. У ахирқи қетим 2010-йили хитайниң токйода турушлуқ әлчиханисиға өзини мәлум қилип рәт қилинған.
Җуңго “пуқралар күчи” тәшкилатиниң пәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики учурида, униң 23 йилдин буян ата-анисини көрүп бақмиғанлиқи, униң ата-анилириниңму чәтәлгә чиқип униң билән көрүшүшигә йол қоюлмиғанлиқини, өркәшниң бу арқилиқ хитай һөкүмитигә риқабәт елан қилип, улар билән “тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң тоғра-хаталиқи һәққидә сөзлишишни үмид қилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Америкини база қилған мәзкур тәшкилат өркәш дөләтниң өзини мәлум қилиш һәрикитини қоллайдиғанлиқи, хәлқара җәмийәтниң буниңға диққәт қилишини тәләп қилған.
Мәзкур тәшкилатниң рәһбири, доктор яң җәнли: җуңго һөкүмитиниң бир аилини бир-биридин бунчилик узун вақит айриветиши, чекидин ашқанлиқ. Бу җуңго һөкүмитиниң өз пуқралириға қандақ муамилә қиливатқанлиқиниң йәнә бир мисали. Дуня җамаәтчилики өз хәлқигә тоғра муамилә қилмайдиған һөкүмәтләрдин һәзәр әйлиши керәк, дегән.
Өркәшниң әлчиханиға өзини мәлум қилидиғанлиқи елан қилинған бу вақит, “4-июн қирғинчилиқи” ниң 23 йиллиқиға 15 күн қалған мәзгилгә тоғра кәлди.