Ваң фуҗиңда өзигә от қойғучиларниң уйғур икәнлики билдүрүлмәктә
Мухбиримиз әқидә
2009.02.26
2009.02.26
Хәвәрләргә қариғанда, хитай хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғини ечилиш һарписида, бейҗиңниң тйәнәнмен мәйданиға йеқин ваң фуҗиң кочисида йүз бәргән өзигә от қоюш вәқәсидә, 59 яшлиқ әр билән 58 яшлиқ аялниң дохтурханида давалиниватқанлиқи, уларниң 28 яшлиқ оғлиниң сақчилар тәрипидин тутуп кетилгәнлики билдүрүлгән.
Ройтерс агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә йәнә, хитай сақчилириниң уйғур аптоном райониниң машина номури бекитилгән күлрәң машинини қатнаш қаидиси сәвәбидин тохтатқанда, машина ичидә олтурған 59 яшлиқ әрниң дәрһал өзигә бензин төкүп от қойғанлиқини көрсәткән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвири елан қилиништин бурун, хитай учур вастилири бу һәқтә һәр хил хәвәрләрни тарқатқан болуп, бәзилири 3 кишиниң бириниң нәқ мәйданда өлгәнликини, йәнә бәзилири уларниң тибәт икәнликини, һәтта вәқә садир қилғучиларниң оттура шәрқниң ғәззә районидики кишиләр икәнликини илгири сүргән иди.