Ирақтики өзини өлтүрүш характерлик һуҗум 13 адәмниң җениға замин болди
Мухбиримиз үмидвар
2010.12.12
2010.12.12
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бу партлашта йәнә 20 дин артуқ адәм яриланған. Һөкүмәт тәрәп мәзкур һуҗумчиниң өзигә бомба теңип, һөкүмәт бинасини қошуп партлитишқа урунған болсиму, бирақ бомба алдин партлап кәткән.
Йеқинқи вақитлардин буян ирақтики өзини қошуп партлитиш һуҗумлири бурунқиға қариғанда, бир қәдәр азлиған болуп, ирақ җәмийитидә хатирҗәмликниң әслигә келиватқанлиқи хәвәр қилинмақта иди. Хәвәрдә ейтилишичә, ирақ сақчи даирилири рамади шәһиридә бомба орунлаштурулған машинини сезип қелип, иккинчи қетимлиқ чоң партлашниң алдини алған.
Бу арида ирақ баш министири малики ирақ йеңи һөкүмитини тәшкилләш вақтини бир һәптигә кечиктүргәнликини елан қилған. Әслидә ирақ йеңи һөкүмити 15-декабир күни рәсмий тәшкиллиниши керәк иди.